шәнтоп ғәрбий транкйада зийарәттә болди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) рәиси мустафа шәнтоп ғәрбий тракйадики учришишлири даирисидә гүмүлҗинә вә ишкәҗәдә зийарәттә болди.

1975212
шәнтоп ғәрбий транкйада зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: мустафа шәнтопниң ғәрбий тракйа зийаритиниң тунҗи бекити гүмүлҗинә иди.

шәнтоп достлуқ, һоқуқта баравәрлик вә тинчлиқ партийәсиниң қурғучиси садиқ әһмәтниң қәһвәҗи қәбристанлиқидики қәбрисини зийарәт қилди.

у бу йәрдә қилған сөзидә, садиқ әһмәтниң һәм қануний һәм сийасий җәһәттики күришиниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп мундақ деди: ««дохтур садиқ әһмәт ғәрбий тракйадики түрк қериндашлиримизниң һоқуқта баравәрлик вә демократийә күришиниң символ характерлик сималиридин бири. дәрвәқә, у пүткүл һайатини бу күрәшкә беғишлиғаниди.»

шәнтоп вә униң һәмраһлиқидики вәкилләр өмики кейинчә ишкәҗә қойункөй кәнтидә иптар пирограммисиға қатнашти. шундақла ғәрбий тракйа түрк аз санлиқ милләтләр мәслиһәтчиләр һәйитиниң рәиси, қошумчә гүмүлҗинә муптиси ибраһим шерифни ишханисида зийарәт қилди.

у гиретсийә – түркийә мунасивәтлири һәққидә тохталғанда, 6 – феврал күни қаһраманмарашни мәркәз қилған түркийәниң 11 вилайитидә йүз бәргән йәр тәврәш апитидин кейин түркийәгә йардәм бәргәнлики үчүн, гиретсийә вә гиретсийә хәлқигә миннәтдарлиқ билдүрди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси рәиси мустафа шәнтоп гиретсийәниң ғәрбий тракйадики аз санлиқ түрк мусулманларниң һәқ - һоқуқлирини йавропа иттипақиға әза дөләткә йаришидиған шәкилдә бериши керәкликини тәкитлиди.

шәнтоп ишкәҗә түрклири бирләшмиси уйуштурған соһур пирограммисиғиму қатнашти.

шәнтоп соһур пирограммисида қилған сөзидә, түркийәниң ишкәҗә түрклири бирләшмисиниң өз намини ишлиш һоқуқиға еришиш йолида елип бериватқан күришини изчил қоллап келиватқанлиқини, буниңдин кейинму шундақ қилидиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر