ақар нато чедир кәнтиниң ечилиш мурасимиға қатнашти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар, қоманданлиқ иштаби башлиқи йашар гүләр вә нато йавропа иттипақдашлар алий қомандани генерал кристофер җ. каволи оттура мәктәп оқуғучилири қурулған антакйа нато чедир кәнтиниң ечилиш мурасимиға қатнашти.

1974426
ақар нато чедир кәнтиниң ечилиш мурасимиға қатнашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министири хулуси ақар нато билән барлиқ дост вә иттипақдаш дөләтләргә, қаһраманмараш йәр тәврәш апәтлиридин кейин, һава каридори үчүн айропилан, тик учарларни аҗратқанлиқи вә чедир кәнт қурулушини қоллиғанлиқиға тәшәккүр ейтти.

хулуси ақар натониң әң чоң вә күчлүк мудапиә тәшкилати икәнликини әскәртип, түркийәниң 70 йилдин артуқ вақиттин буйан тәшкилатниң тәсири күчлүк вә һөрмәткә сазавәр әзаси болуп кәлгәнликини билдүрди.

у түркийәниң тәшкилат ичидә үстигә чүшкән вәзиписини кәмкүтсиз орунлап келиватқанлиқини әскәртип: «натониң пәқәт бир һәрбий тәшкилат болупла қалмастин, инсанпәрвәрлик йардәмлиридиму күчлүк тәсиргә игә икәнликини, биз туруватқан бу чедир кәнттә көрүп туруптимиз. башқа күн чүшкәндә өзара һәмкарлиқ интайин муһим. бу күнләрдә биргә болуш, өзара зич һәмкарлишиш муһим. буни натодин вә барлиқ иттипақдашлиримиздин көрдуқ» деди.

нато йавропа иттипақдашлар алий қомандани генерал кристофер җ. каволи қийинчилиқ күнләрдә түркийәгә йардәм қоли созуштин хушаллиқ һес қилғанлиқлирини билдүрди.

у: «нато көчмә дохтурханилирини, хадимлирини, чедир вә йемәк-ичмәк имканийәтлирини сәпәрвәрликкә кәлтүрди. биз түркийә еһтийаҗ һес қилған хизмәтләр билән тәминләшни ахириғичә давамлаштуримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر