әрдоған TCG анадолуни екскурсийә қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн мурасим арқилиқ түркийә деңиз армийәсигә тапшуруп берилгән дунйа бойичә тунҗи әң чоң қораллиқ учқучисиз айропилан тошуғучи парахоти — TCG анадолуни екскурсийә қилди.

1973110
әрдоған TCG анадолуни екскурсийә қилди
erdogan tcg anadolu gemisi.jpg
erdogan tcg anadolu gemisinde.jpg
erdogan tcg anadolu gemisinde.jpg
erdogan tcg anadolu gemisinde.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: истанбулниң тузла районидики кемәсазлиқ завутини екскурсийә қилған җумһур рәис әрдоған, тошуғучи парахотниң палубидики учуш йолида туруватқан учқучисиз миллий уруш айропилани — қизиләлманиму көздин кәчүрди.

әрдоған байқар техника ширкити рәһбири сәлчук байрақтардин қизиләлманиң парахоттин тунҗи қетим қачан учидиғанлиқини сориди, байрақтар җаваб берип: «парахоттин учушни күчәйтиш хизмәтлири давамлишиватиду. иншааллаһ тунҗи учуш 2025- йили ишқа ашурулиду» деди.

андин әрдоған  җумһур иттипақини тәшкил қилған партийәләрниң рәһбәрлири билән бирликтә түркийәниң йәрлик учқучисиз уруш айропилани қизиләлманиң алдида хатирә сүрәткә чүшти.

җумһур рәис әрдоған парахотниң капитан залидики зийарәтчиләр хатирә дәптиригә көңүл сөзлири йазди.

йасаш хизмәтлири тузладики сәдәф кемәсазлиқ завутида башланған TCG анадолу көп иқтидарлиқ аммибаб һуҗум парахоти түри 6 йилда тамамланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر