чавушоғлу телефон дипломатийәсини давамлаштурди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) дипломатийә министири мәвлут чавушоғлу қазақистан, сенегал вә қатар ташқи ишлар министирлири билән телефонлашти.

1971739
чавушоғлу телефон дипломатийәсини давамлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатийә министири мәвлут чавушоғлу қазақистанлиқ мәнсәпдиши мурат нуртилийо, сенегаллиқ мәнсәпдиши айссата талсал вә қатар баш министири, қошумчә ташқи ишлар министири муһәммәд бин абдурахман алсани билән айрим – айрим телефонда көрүшти.

түркийә  ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтики байанатиға қариғанда, чавушоғлу алди билән қазақистанлиқ мәнсәпдиши мурат нуртилийо билән телефонда көрүшүп, униң қазақистанниң ташқи ишлар министири, қошумчә муавин баш министири болғанлиқини тәбриклигән.

чавушоғлу 6 – феврал күни қаһраманмарашни мәркәз қилған түркийәниң 11 вилайитидә йүз бәргән йәр тәврәш апитидин кейин қазақистанниң түркийәни қоллап – қуввәтлигәнликигә миннәтдарлиқ билдүргән.

чавушоғлу кейинчә сенегал ташқи ишлар министири  айссата талсал билән телефонлашқан.

у сенегал вә қазақистан ташқи ишлар министирлири билән икки тәрәп мунасивәтлири һәққидә музакирә елип барған.

министир чавушоғлу ахирида қатар баш министири, қошумчә ташқи ишлар министири муһәммәд бин абдурахман алсани билән телефонда көрүшкән.

 икки министирниң телефон сөһбитидә, пәләстин вә афғанистан мәсилилири музакирә қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر