ақар: дөлитимиз һәр даим хәлқиниң йенида

дөләт мудапиә министири хулуси ақар 6-феврал (2023) йүз бәргән йәр тәврәштин кейинла түркийә җумһурийити дөлитиниң пуқралири вә хәлқиниң йенида болғанлиқини билдүрди.

1971328
ақар: дөлитимиз һәр даим хәлқиниң йенида

түркийә авази радийоси хәвири: министир ақар түнүгүн (6-апрел) пайтәхт әнқәрәдики ғази қараргаһида бәргән байанатида, түркийә армийәсиниң йәр тәврәш йүз бәргән һаман дәрһал һәрикәткә өтүп, кәң хәлқ аммисиниң йардимигә атланғанлиқини байан қилди.

ақар түркийәниң тарихтин буйан нурғун қийин өткәлләргә дуч кәлгәнликини тәкитләп мундақ деди: «худаға шүкри, биз бу қийин өткәлләрдин мувәппәқийәтлик һалда өттуқ. дөлитимиз билән әзиз хәлқимиз бирлик вә баравәрлик асасида мүрини мүригә тирәп күрәш қилип, йәр тәврәш апитидин кейинки бу қийин өткәлдинму чоқум мувәппәқийәтлик һалда өтимиз.»

министир ақар түркийә армийәсиниң йәр тәврәштин кейинки апәт районлирини тездин әслигә кәлтүрүш паалийәтлиригә қатнашқандин башқа, ирақ вә сүрийәниң шималидики терроризимға қарши күришини, шундақла қуруқлуқ, һава вә деңизлардики һәқ – һоқуқлири, түп мәнпәәтлирини қоғдаш күришини үзлүксиз давамлаштуруватқанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر