әрдоған: америка-хитай зиддийити һечкимгә пайдилиқ болмиди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған америка-хитай арисидики зиддийәтләрниң һечкимгә пайдисиниң болмиғанлиқини, йеңи соғуқ урушниңму һечкимгә пайдилиқ болмайдиғанлиқини билдүрди.

1971429
әрдоған: америка-хитай зиддийити һечкимгә пайдилиқ болмиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «критәр» (өлчәм)  журнилиниң зийаритини қобул қилди.

у америка-хитай оттурисидики зиддийәтләр билән иран-сәуди әрәбистан йеқинлишиши, ташқи сийасәттики өзгиришләр тоғрисида тохтилип: «хәлқаралиқ сийасәт интайин мурәккәп, нурғун ениқсизлиқлар бар. вухән вируси (Kovid-19) биз дуч келиватқан ениқсизлиқларни техиму ашурди. униңдин кейин, украина-русийә уруши билән хәлқаралиқ түзүмниң өзгириши вә өзгириш һәққидики муназирәләр қайтидин әвҗ алди. йәршари риқабитиму бу түзүмгә техиму көп тәсир көрситишкә башлиди. иқтисадий, сийасий вә һәрбий өзгиришләр бир-бири билән гирәлишип кәткән вәзийәттә турмақта» деди.

у америка-хитай зиддийитиниң һечкимгә пайдилиқ болмиғанлиқини тәкитләп: «йеңи соғуқ урушниң һечкимгә пайдиси йоқ. чүнки йалғуз күрәш қилип мувәппәқийәт қазиналмайдиған мәсилиләр бар. мәсилән, килимат өзгириши әң муһим мәсилиләрниң бири вә бирликтә һәрикәт қилиш керәк болған саһә. террорлуқму биз бирликтә һәрикәт қилиш арқилиқ йиңәләйдиған мәсилә» деди.

у бирләшкән дөләтләр тәшкилатини ислаһ қилип, йәр шарини техиму йахши башқуруш қурулмисини бәрпа қилиш керәкликини әскәртип: «мушундақ муһим мәсилиләр бар вақитта, америка билән хитай оттурисидики сийасий вә һәрбий зиддийәтләр, муқимлиқни бузидиған тәсир пәйда қилиду. бизниң қаришимизчә, иран билән сәуди әрәбистанниң сөһбәтлишиш арқилиқ мунасивәтлирини нормаллаштуруши, оттура шәрқниң давамлишиватқан нормаллишиш мусаписиға актип һәссә қошиду» деди.

у йеңи дәврдә ташқи сийасәттә түркийәниң йөнилишини мустәһкәмләшни мәқсәт қилидиғанлиқлирини тәкитләп: «бизниң мәқситимиз түркийәниң йәршаридики ролини техиму мустәһкәмләш» деди.

у ахирида сүрийәдики террорлуқ тоғрисида тохтилип: «терорлуқ ахирлашқичә давамлиқ күрәш қилимиз. сийасий һәл қилиш чариси, терорлуққа қарши күрәш вә мусапирларниң қайтиши мәсилилирини бирликтә һәл қилиш керәк. йеңи дәврдә биз бу җәһәттә техиму көп ишларни қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر