п к к террорлуқ тәшкилатиға еғир зәрбә берилди

п к к террорлуқ тәшкилатиниң үстидин тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликигә исми киргүзүлгән аталмиш йуқири дәриҗилик район каттибеши уҗуқтурулди.

1971477
п к к террорлуқ тәшкилатиға еғир зәрбә берилди
harekat operasyon.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: п к к террорлуқ тәшкилатиниң йуқири дәриҗилик район каттибеши вә түркийәниң үстидин тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликиниң апелсин категорийәсигә исми киргүзүлгән «алишәр интиқам» код исимлик әмраһ арпак бир тәрәп қилинди.

бу қетимқи зәрбә бериш һәрикити билән бирликтә, һаккариниң аландуз райони террорчилардин халийлаштурулған болди.

әрән қамал қилиш күзлүк - қишлиқ зәрбә бериш һәрикити даирисидә, һаккариниң йүксәкова дағлиҗа — аландүз районида нуқтилиқ зәрбә бериш һәрикити елип берилди؛ һәрикәт җәрйанида йүз бәргән қораллиқ тоқунушта, бир террорчи қораллири билән бирликтә бир тәрәп қилинди.

уҗуқтурулған террорчиниң һаккари дағлиҗа – аландүз райониниң аталмиш район мәсули, үстидин тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликиниң апелсин категорийәсигә исми киргүзүлгән «алишәр интиқам» код исимлик әмраһ арпакниң икәнлики ениқланди.

ички ишлар министирлиқи байанат елан қилип, террорлуққа қарши туруш һәрикитиниң район хәлқиниң қоллиши арқсиида қәтийлик билән давамлаштурулуватқанлиқини билдүрди.

түркийә җумһурийити ички ишлар министири сүләйман сойлу иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп, «қәһриманлиримизниң қоли дәрд көрмисун!» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر