истанбул айродуруми дунйадики әң ават 7 – айродурум болди

истанбул айродуруми хәлқара айродурумлар кеңиши тәрипидин елан қилинған «2022-йилдики дунйа бойичә әң ават 10 айродурум» тизимликидә 7 – рәткә тизилди.

1971008
истанбул айродуруми дунйадики әң ават 7 – айродурум болди

түркийә авази радийоси хәвири: истанбул айродуруми мулазимәт гуруһи İGA ниң  аммиви ортақлишиш тор бәтлиридики сәһипилиридә бу һәқтә елан қилиған байанатта мундақ дейилди: «айродурумимиз хәлқара айродурумлар кеңиши елан қилған «2022-йилдики дунйа бойичә әң ават 10 айродурум» тизимликидә 7 – рәткә тизилди. айродурумимиз 2022-йили 64 милйондин артуқ йолучини күтүвалди. бизни таллиған барлиқ йолучилиримизға рәһмәт ейтимиз.»

истанбул айродуруми бу тизимликтә атланта, даллас, денвер, чикаго, дубәй вә лос анжелес айродурумлиридин кейин  7 - рәткә тизилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر