түркийә бүйүк милләт мәҗлиси финландийәниң натоға әза болушини тәстиқлиди

финландийәниң нато (шималий атлантик әһди тәшкилати, ш а ә т) ға әза болуши тоғрисидики келишимни тәстиқлаш қанун тәклипи, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ниң омумий йиғинида қобул қилинди.

1967945
түркийә бүйүк милләт мәҗлиси финландийәниң натоға әза болушини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: нато баш катипи җенс столтенберг бу қанун лайиһәсиниң түркийә миллий мәҗлисидә мақулланғанлиқини мәмнунлуқ билән қарши алғанлиқлирини билдүрди.

у твиттерда учур һәмбәһирләп: «бу барлиқ нато аилисини техиму күчлүк вә техиму бихәтәр қилиду» деди.

финландийә пирезиденти саули ниништәму твиттерда бу һәқтә учур һәмбәһирләп, натониң 30 әзасиниң финландийәниң әзалиқини тәстиқлиғанлиқини билдүрди.

у бу дөләтләргә финландийәгә ишәнгәнлики вә қоллиғанлиқи үчүн тәшәккүр ейтип: «финландийә  натониң бихәтәрликигә өзини атиған күчлүк вә иқтидарлиқ иттипақдаш болиду. финландийә натоға қошулушқа тәййар. биз шиветсийәниң балдуррақ бизгә қошулушини төт көз билән күтимиз» деди.

финландийә баш министири санна маринму қоллиған барлиқ дөләтләргә тәшәккүр ейтип: «биз иттипақдаш болуш сүпитимиз билән өзара бихәтәрликимизни капаләткә игә қилимиз, бир-биримизни қоғдаймиз. финландийә һазир вә кәлгүсидә шиветсийәниң йенида, натоға киришини қоллайду» деди.

финландийә ташқи ишлар министирлиқиму твиттерда натоға әза болуш җәрйани тоғрисида һәмбәһирлигән учурда: «рәһмәт! биз түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң финландийәниң натоға әза болушини тәстиқлиғанлиқидин миннәтдармиз» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر