әрдоған новак билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әзәрбәйҗан билән түркийәниң «транс анадолу тәбиий газ туруба линийәси — танап» арқилиқ венгирийәни тәбиий газ билән тәминләш үчүн һәр қандақ йардәмни қилишқа тәййар икәнликини билдүрди.

1967233
әрдоған новак билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған пайтәхт әнқәрәдики пирезидентлиқ мәһкимиси бинасида түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан венгирийә пирезиденти каталин новак билән айрим вә икки тәрәп учришиши өткүзгәндин кейин, қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини орунлаштурди.

новакниң 6 - февралдики йәр тәврәш апитидин кейин һәмкарлиқ роһини намайан қилиш вә икки дөләт һәмкарлиқини музакирә қилиш үчүн әнқәрәгә кәлгәнликини билдүргән әрдоған, венгирийә һөкүмити билән дост венгирийә хәлқиниң қоллап – қуввәтлики вә қилған йардәмлири үчүн рәһмәт ейтти.

у новак билән түркийә - венгирийә мунасивитиниң һәр қайси тәрәплирини музакирә қилғанлиқлирини؛ бу даиридә сода, һәрбий, иқтисадий вә мәдәнийәт саһәсидики мунасивәтләрни муһакимә қилиш пурситигә еришкәнликлирини билдүрди.

сөһбәт җәрйанида,  истратегийәлик шериклик мунасивити асасида түркийә - венгирийә мунасивитини техиму күчәйтиш тоғрисидики ортақ ирадиниң җәзмләштүрүлгәнликини тилға алған әрдоған, 6 – нөвәтлик йуқири дәриҗилик истратегийәлик һәмкарлиқ кеңиши йиғининиң декабир ейида венгирийә пайтәхти будапештта ечилидиғанлиқини ейтти.

җумһур рәис әрдоған әзәрбәйҗан билән түркийәниң «транс анадолу тәбиий газ туруба линийәси — танап» арқилиқ венгирийәни тәбиий газ билән тәминләш үчүн һәр қандақ йардәмни қилишқа тәййар икәнликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر