тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликидики бир террорчи қолға чүшүрүлди

үстидин тутуш буйруқи чиқирилған террочилар тизимликиниң күлрәң категорийәсигә исми киргүзүлгән бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к ниң «һарун әлбак» код исимлик әзаси сәлим адийаман ширнақта қолға чүшүрүлди.

1966088
тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликидики бир террорчи қолға чүшүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи байанат елан қилип, ширнақниң идил наһийәси арқилиқ чәт әлгә қечишқа урунуватқан террорчи сәлим адийаманниң «26 – нөвәтлик күзлүк- қишлиқ әрән қамал қилиш — шеһит жандарма сержант ислам чубук зәрбә бериш һәрикити» даирисидә вилайәтлик жандарма қоманданлиқ мәркизи хадимлири тәрипидин тирик қолға чүшүрүлгәнликини билдүрди.

террористниң үстидин тутуш буйруқи чиқирилған террористлар тизимликиниң күлрәң категорийәсигә исми киргүзүлгән «һарун әлбак» код исимлик сәлим адийаман икәнлики ениқланди.

ички ишлар министири сулайман сойлу әлбакниң қолға чүшүрүлүши мунасивити билән иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп, жандарма хадимлирини тәбриклиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر