җумһур рәис кандидатлири вақитлиқ тизимлики рәсмий гезиттә елан қилинди

түркийә җумһурийити алий сайлам кеңишиниң 14 – майда өткүзүлүши пиланлиниватқан җумһур рәислик сайлиминиң вақитлиқ кандидатлар тизимлики рәсмий гезиттә елан қилинди.

1966054
җумһур рәис кандидатлири вақитлиқ тизимлики рәсмий гезиттә елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити алий сайлам кеңишиниң рәсмий гезиттә елан қилинған қарарнамисидә, җумһур рәислик сайлимида риқабәткә чүшидиғанларниң вақитлиқ тизимлики елипбә тәртипи бойичә камал қиличдароғлу, муһәррәм инҗә, рәҗәп таййип әрдоған вә синан огандин ибарәт төт киши икәнлики қәйт қилинди.

кандидатлар вақитлиқ тизимликигә 29-март (әтә) чүштин кейин саәт 5 кичә етираз билдүрүшкә болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر