мустапа шәнтоп данийәдики қуран кәримгә вә түркийә байриқиға қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) рәиси мустапа шәнтоп алдинқи күни данийәдә қуран кәримгә вә түркийә байриқиға қилинған һуҗумни әйиблиди.

1965098
мустапа шәнтоп данийәдики қуран кәримгә вә түркийә байриқиға қилинған һуҗумни әйиблиди
mustafa sentop.jpg
fuat oktay.jpg
MSB.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: мустапа шәнтоп тивиттер һесабида данийәдики қуран кәримгә вә түркийә байриқиға қилинған һуҗумға алақидар байанат елан қилди.

мустапа шәнтоп һуҗумни әйибләп: «данийәдики баш әлчиханимиз алдида муқәддәс китабимиз қуран кәримгә вә шанлиқ байриқимизға қилинған рәзил һуҗумни вә қобул қилғили болмайдиған қилмишларға рухсәт қилинғанлиқини әң күчлүк әйибләймән. исламниң әң асаслиқ байлиқиға вә мусулманларға ашкара һуҗум қилғанларға қарши қануний һәрикәтләрниң башлиниши үчүн данийә даирилирини шундақла хәлқара әдлийә органлирини вәзиписини орундашқа чақриқ қилимиз» деди.

муавин җумһур рәис фуат октайму иҗтимаий таратқу һесабида елан қилған байанатида алдинқи күни данийәдә қуран кәримгә вә түркийә байриқиға қилинған һуҗумға ләнәт оқуп, бу һәрикәтләргә йол қойған данийә даирилирини әйиблигән иди.

дөләт мудапиә министирлиқиниң иҗтимаий алақә һесабида елан қилинған байанатидиму, «данийәдә муқәддәс китабимиз қуран кәримни вә шанлиқ байриқимизни һуҗум нишани қилған рәзил, вәһший вә йиргинчлик һуҗумни миллитимиз вә инсанийәт намидин әйибләймиз» дейилгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر