әрдоған финландийә пирезиденти билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған рәһбәрлик дипломатийәси даирисидә бүгүн (17-март) финландийә пирезиденти саули нинисто билән пайтәхт әнқәрәдә бир йәргә җәм болди.

1961395
әрдоған финландийә пирезиденти билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған алди билән финландийә пирезиденти саули нинистони җумһур рәислик мәһкимисидә рәсмий мурасим арқилиқ қарши алди.

икки рәһбәр рәсмий мурасимдин кейин айрим көрүшти. бу учришишниң асаслиқ күнтәртипини финландийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуши мәсилиси тәшкил қилмақта.

учришишта, җумһур рәис әрдоған билән  финландийә пирезиденти нинисто 2022-йили 6-айда мадридта имзаланған үч тәрәп  келишим лайиһәсиниң һазирқи әһвали һәққидә музакирә елип бармақта.  

учришишта йәнә, финландийәниң  мәзкур келишим лайиһәси даирисидә бәргән вәдилиригә әмәл қилип -қилмиғанлиқи көздин кәчүрүлмәктә.

икки рәһбәрниң учришишида түркийә – финландийә мунасивәтлири тоғрилиқму музакирә елип берилмақта.

буниңдин башқа йәнә, районлуқ вә хәлқаралиқ өзгиришләр һәққидә сөһбәт өткүзүлмәктә.

җумһур рәис әрдоған билән  финландийә пирезиденти нинисто учришишлардин кейин бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر