шанлиурфа билән адийамандики кәлкүндә җенидин айрилғанлар 16 гә чиқти

шанлиурфа вә адийаманда йүз бәргән кәлкүндә җенидин айрилғанларниң сани 16 гә чиқти. икки вилайәттә төт кишини издәш хизмәтлири давамлашмақта.

1960946
шанлиурфа билән адийамандики кәлкүндә җенидин айрилғанлар 16 гә чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: шанлиурфа валий мәһкимисиниң байанатида, шәһәрдә йеқинқи 30 йилда бир кивадрат метир йәргә йағқан йһөл-йиғин миқдариниң 57.9 килогирам икәнлики, әмма икки күндин буйан шәһәргә йағқан һөл-йиғин миқдариниң 137.6 килогирам икәнлики қәйт қилинди.

байанатта мундақ дейилди:

«апәтниң иккинчи күнидә җәмий 14 киши җенидин айрилди, икки кишини издәш хизмәтлири давамлишиватиду. апәткә учриғанларниң зийанлири һесаблинип, дөләт тәрипидин төләп берилиду.»

адийаманниң тут наһийәсиму кәлкүн апитигә учриди. 24 саәттә бир кивадрат метир йәргә 136 килогирам һөл-йиғин йағқан наһийәдә, икки киши җенидин айрилди.

наһийәдә апәткә учриғанларниң әһвалини тәлшүрүш хизмәтлири давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر