қалин: шиветсийә билән финландийә бихәтәрлик әндишилиригә хатимә бериши керәк

түркийә җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин финландийә билән шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуши үчүн бихәтәрлик әндишилиригә хатимә бериш йолида тегишлик қәдәмләрни ташлиши керәкликини ейтти.

1957607
қалин: шиветсийә билән финландийә бихәтәрлик әндишилиригә хатимә бериши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: ибраһим қалин белгийәниң пайтәхти бирйусселда, түркийә – шиветсийә – үч тәрәплик келишим лайиһәси даирисидә қурулған «даимий бирләшмә миханизми» йиғини һәққидә байанат елан қилди.

байанатчи қалин   түркийә – шиветсийә – финландийә  даимий бирләшмә механизми йиғининиң омумий җәһәттин мувәппәқийәтлик өткәнликини байан қилди.

қалин шиветсийә билән финландийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуши мусаписи һәққидә мундақ деди: «шиветсийә билән финландийә бихәтәрлик әндишилиригә хатимә бериш йолида тегишлик қәдәмләрни ташлиши керәк. дәрвәқә, шиветсийә билән финландийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуши мусаписиниң сүрити, бу икки дөләтниң ташлиғуси қәдәмлиригә бағлиқ.»

ибраһим қалин түркийәниң финландийә билән шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуши мәсилисини кечиктүрүш йаки диққәт чечиш нийитиниң йоқлуқини ейтти.

шималий атлантик әһди тәшкилати тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «түркийә, финландийә вә шиветсийә даимий бирләшмә механизминиң узун муддәтлик қиммити тоғрисида ортақ тонуш һасил қилди, шундақла, бу форматсийәдә һәмкарлиқни давамлаштуруш вә вилнис башлиқлар йиғинидин бурун йәнә бир қетим көрүшүшкә пүтүшти.»

финландийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта мундақ дейилди: «һәрқайси дөләтләр келәр қетимлиқ <даимий бирләшмә механизми> йиғининиң әтийазда өткүзүлүши керәкликини, финландийә билән шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әзалиқ мусаписи тамамланғандин кейинму бу һәмкарлиқниң давамлишиши керәклики мәсилисидә бирдәклик һасил қилди.»

русийәниң 2022-йили 24-феврал украинаға уруш елан қилишидин кейин, шиветсийә билән финландийә он нәччә йилдин буйан йолға қойуп келиватқан битәрәплик сийаситидин ваз кечип, шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуш үчүн илтимас сунғаниди.

түркийә 28- ийун күни испанийәниң пайтәхти мадридта чақирилған  шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғинида әзалиқ илтимаси сунған финландийә билән шиветсийәни вето қилмақта.

террорлуқ тәшкилатлирини очуқ - ашкара һалда қоллаватқан бу икки дөләт билән келишим имзалиған әнқәрә, финландийә билән шиветсийәдин вәдилиригә әмәл қилишини күтмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر