истанбул айродуруми «дунйадики әң йахши айродурум» болди

истанбул айродуруми «дунйадики әң йахши айродурумлар» қатаридин орун алди.

1956671
истанбул айродуруми «дунйадики әң йахши айродурум» болди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара айродурумлар кеңиши билән сайаһәт технологийәси ширкити «Amadeus» тәрипидин елип берилған рай синаш нәтиҗисидә, истанбул айродуруми «дунйадики әң йахши айродурумлар» қатаридин орун алди.

игилинишичә, хәлқара айродурумлар кеңишиниң ASQ пирограммиси даирисидә, 2022-йили дунйа миқйасида 465 миң адәм билән елип берилған рай синашта, айродурумларни ишлитиватқан йолучилардин айропиланға чиқиш, йол башлаш қолайлиқи, пакизлиқ, бир нәрсә сетивелиш вә йемәк-ичмәк мулазимәтлири тоғрисида соал соралған.

рай синаш нәтиҗисидә, түркийәдин истанбул айродуруми йилиға 40 милйондин артуқ йолучини әң йахши шәкилдә күтүвалидиған әң йахши 10 айродурум қатаридин орун алған.

истанбул айродуруми дунйадики әң көңүллүк вә әң пакиз айродурумларниң бири болуп талланған.

хәлқара айродурумлар кеңишиниң мукапатлири 9-айниң 4-күнидин 7-күнигичә җәнубий корейәниң инчон шәһиридә чақирилидиған «хәлқара айродурумлар кеңишиниң йәр шариви херидарлар тәҗрибиси» йиғини даирисидә өткүзүлидиған мурасимда тарқитилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر