түркийәдики йәр тәврәштә қаза қилғанларниң сани  45 миң 968 гә йәтти

6 - феврал йүз бәргән вә 11 вилайәткә тәсир көрсәткән қаһраманмараш мәркәзлик 7.7 бал вә 7.6 бал йәр тәврәштә қаза қилғанларниң сани  45 миң 968 гә йәтти.

1954909
түркийәдики йәр тәврәштә қаза қилғанларниң сани  45 миң 968 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министири сулайман сойлу хатай апәт вә җиддий һаләтләргә тақабил туруш идариси (AFAD) вилайәтлик маслаштуруш мәркизидә байанат елан қилди.

сулайман сойлу, «дунйа бойичә әң чоң йәр тәврәш вә 400 киломитирлиқ  йәр йерилиштин сөз қиливатимиз. әлвәттә, бу бизгә нисбәтән муһим ақивәтләрни елип кәлди. чоң азаблар вә чоң ғәлибиләр хәлқләрни бирләштүриду. миллитимиз бу чоң азабта катта иттипақлиқни ишқа ашурди» деди.

министир сойлу йәр тәврәштә һайатидин айрилғанларниң сани һәққидиму тохтилип, «һазирға қәдәр харабилик вә дохтурханиларда һайатидин айрилғанларниң сани 45  миң 968 кишигә йәтти. буларниң ичидә 4267 сүрийәлик қериндишимиз бар» деди.

сойлу һазирға қәдәр районда җәмий 13 миң 722 қетим  қошумчә йәр тәврәшниң йүз бәргәнликини, вә буниң нормал әһвал әмәсликини әскәртти һәмдә пүтүн йәр тәврәш районида 332 вә  хатайда 80 чедир шәһири қуруп чиққанлиқини тәкитләп, апәттә һайат қалған 1 милйон 500 миң кишиниң чедирда туруватқанлиқини ейтти.

сойлу хатайда 21 миң 895 контейнер өй қурушни пиланланғанлиқини, 3 миң контейнер өйниң қурулуши тамамланғанлиқини билдүрди.

министир сойлу пүткүл йәр тәврәш районидин тарқақлаштурулғанларниң ениқланған саниниң 2 милйон 141 миң кишигә йәткәнликини билдүрди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر