түркийәниң вашингтондики әлчиханиси йардәм пидаийлириға миннәтдарлиқ билдүрүш мурасими өткүзди

түркийәниң вашингтонда турушлуқ баш әлчиси һасан мурат мәрҗан йардәм топлаш паалийитигә қатнашқан пидаийларға миннәтдарлиқ гуваһнамиси тарқитип бәрди.

1954815
түркийәниң вашингтондики әлчиханиси йардәм пидаийлириға миннәтдарлиқ билдүрүш мурасими өткүзди
hasan murat mercan washington deprem tesekkur.jpg
hasan murat mercan washington deprem tesekkur

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң вашингтонда турушлуқ баш әлчиси һасан мурат мәрҗан 6-феврал қаһраманмарашта йүз бәргән 7.7 вә 7.6 бал йәр тәврәшләрниң тәсиригә учриғанларға йардәм топлаш паалийитигә қатнашқан пидаийларға миннәтдарлиқ гуваһнамиси тарқитип бәрди.

баш әлчи мәрҗан түркийәниң вашингтондики әлчихана бинасида өткүзүлгән мурасимда, уда бир қанчә күн бойичә йардәм буйумлирини рәтләп, сандуқларға қачилаш хизмәтлирини қилған пидаийларни бир-бирләп сәһнигә тәклип қилип, гуваһнамилирини тәқдим қилди.

баш әлчи мәрҗан пидаийларға хитабән сөз қилип: «биз силәргә қанчилик рәһмәт ейтсақму азлиқ қилиду. силәр болмиған болсаңлар, бу ишни қилиш мумкин болмайтти, силәрниң төһпәңлар бибаһадур» деди.

мәрҗан тәхминән 250 пидаий қатнашқан мурасимда топланған йардәмниң миқдариниң зорлиқиға ишарәт қилип: «шунчилик көп материйални силәрниң қиммәтлик төһпәңләр сайисида тезликтә рәтләп әвәтәлидуқ. пуқралиримизла әмәс, америкалиқ достлиримизму бизгә йардәмчи  болди» дегәнләрни қәйт қилди.

әлчиханиниң бу һәқтики байанатида: «әлчиханимизға америка қошма иштатлириниң охшаш болмиған җайлиридин 2023 – йили 2 – мартқичә чедир, әдийал, ухлаш халтиси, дора вә йемәклик қатарлиқлар болуп, җәмий 234 тонна йардәм материйали ианә қилинди. америка миқйасидики омумий йардәм материйаллири миқдариниң 2500 тоннидин ешип кетиши тәхмин қилинмақта» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر