түркийә американиң «терроризм доклати» ға наразилиқ билдүрди

түркийә америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқиниң «түркийәниң 2021 – йилидики терроризм доклати» ға наразилиқ билдүрди.

1954238
түркийә американиң «терроризм доклати» ға наразилиқ билдүрди

+ түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси танҗу билгич америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқиниң терроризм доклати тоғрисидики соалға бәргән йазма җавабида мундақ деди: «америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқиниң <түркийәниң 2021 – йилидики терроризм доклати> да дөлитимизниң бихәтәрликигә биваситә тәһдит шәкилләндүрүватқан терроризмға қарши  күриши қәстән бурмиланмақта.»

танҗу билгич түркийәниң п к к/п й д/ й п г, д һ к п- җ, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати вә даеш қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күришини қанун асасида қәтий давамлаштуруватқанлиқини, шундақла бу саһәдә хәлқаралиқ тиришчанлиқларға муһим төһпиләрни қошуватқанлиқини билдүрди.

билгич америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң гумаштиси болған аталмиш «с д г» ниң «америка қошма иштатлириниң террорлуқ тәшкилати даешқа қарши күрәштики шерики» тәриқисидә тилға елинишиниң «америка даирилириниң бир террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәштә йәнә бир террорлуқ тәшкилатини ишлитишниң хаталиқини техичә чүшинип йетилмигәнлики» ниң әң рошән намайәндиси икәнликини қәйт қилди.

ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси танҗу билгич доклатта бир тәрәплимә ахбарат хәвәрлириниң нәқил кәлтүрүлүп, түркийәниң сүрийә вә ирақта елип бериватқан терроризмға қарши күрәшлириниң пуқраларниң өлүп кетишигә сәвәб болуватқанлиқи тоғрисидики дәваларға орун берилишиниңму «башқичә бир хил бимәнилик» икәнликини тәкитләп мундақ деди: «дөлитимиздә 2016 - йилидики қанлиқ һәрбий – сийасий өзгириш тәшәббусиниң җавабкари болған вә американиму өз ичигә алған һәр бир дөләттә җинайи һәрикәтләргә қатнишиватқан фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң маһийитиниң террорлуқ тәшкилати икәнлики түркийәниң әдлийә органлириниң конкрет дәлил – испатлириға асасән сот мәһкимилириниң қарарлири нәтиҗисидә испатланди. шу вәҗидин, доклатта фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириға қарши күришимизниң сийасий мәқсәтлик дәп сүпәтлинишини қобул қилғили болмайду. америкадин күтидиғинимиз дөлитидики фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң мәвҗудийити вә паалийәтлиригә дәрһал хатимә беришидур.»

билгич доклатта йәнә, «һеч мәнбәси болмиған вә бир тәрәплимә ахбарат васитилири хәвәрлиригә асасланған» дәваларға орун берилишиниңму доклатниң тоғрилиқиға қарита гуман туғдуриғанлиқини әскәртип мундақ деди: «америка қошма иштатлирини иттипақдашлиқ роһи бойичә иттипақлиқни намайан қилип, терроризмға қарши күрәштә пиринсиплиқ, бирдәк, кәскин вә иҗабий позитсийә тутушқа чақиримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر