алтун гиретсийәгә тәзийә билдүрди

түркийә җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун гиретсийәдә йүз бәргән пойиз вәқәсидә һайатидин айрилғанларниң йеқин – йоруқлириға тәзийә билдүрди, йариланғанларға шипалиқ тилиди.

1953587
алтун гиретсийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: алтун аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, гиретсийәдә йүз бәргән пойиз вәқәсиниң толиму ечинишлиқ вә тирагедийәлик һадисә икәнликини әскәртти, һәмдә вәқә нәтиҗисидә һайатидин айрилғанларниң йеқин – йоруқлириға, гиретсийә хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүрди, йариланғанларға шипалиқ тилиди.

гиретсийәдә йүз бәргән пойиз вәқәсидә 38 киши һайатидин айрилған, 57 киши йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر