дунйа сәһийә тәшкилати баш директори ғазиантәпни зийарәт қилди

дунйа сәһийә тәшкилати баш мудири тидрос адханом гебрейесус түркийәниң йәр тәврәшләрниң зәрбисигә учриған районлиридики дала дохтурханилири вә чедир шәһәрлирини зийарәт қилип, алақидар мәсуллардин учур игилиди.

1952808
дунйа сәһийә тәшкилати баш директори ғазиантәпни зийарәт қилди
dso ghebreyesus deprem.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: гебрейесус 6 – февралда мәйданға келип 11 вилайәткә тәсир көрсәткән йәр тәврәшләрдин кейин, түркийә хәлқи билән һәмнәпәс икәнликини намайан қилиш, сәһийә хадимлири, хизмәтчиләр вә йәр тәврәшниң зәрбисигә учриғанлар билән көрүшүш мәқситидә түнүгүн (27-феврал) ғазиантәпкә йетип кәлди.

гебрейесус дунйа сәһийә тәшкилати  йавро райони баш директори хәнс клогениң һәмраһлиқида бүгүн хатайниң қириқхан наһийәсидики белгийә тәрипидин тәсис қилинған дала дохтурханисини зийарәт қилип, сәһийә хадимлири билән көрүшти вә у йәрдә сөз қилип: «дөләтлик давалаш қутқузуш әтритиниң йеқиндин һәмкарлишиши маңа чоңқур тәсир қалдурди» деди.

тивиттердики адресида зийаритигә мунасивәтлик син көрүнүши вә сүрәтләрни һәмбәһирлигән  гебрейесус, түркийә сәһийә министирлиқиниң маслаштурғучиси доктор әсра пачаҗидин мәлумат еливатқан сүрәткә қистурма қилип, «бу еғир киризистә бирликтә хизмәт қилған барлиқ мутәхәссисләргә рәһмәт» дәп йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر