әминә әрдоған б д т вәкили мәймунә муһәммәд шәриф билән йәр тәврәш районини зийарәт қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң айали әминә әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилати олтурақ район иҗраийә мудири мәймунә муһәммәд шәриф билән биргә ғазиантәптики йәр тәврәш районлирини зийарәт қилди.

1951596
әминә әрдоған б д т вәкили мәймунә муһәммәд шәриф билән йәр тәврәш районини зийарәт қилди
Emine Erdogan-Maimunah Mohd Sharif gaziantep.jpg
Emine Erdogan-Maimunah Mohd Sharif gaziantep2.jpg
Emine Erdogan-Maimunah Mohd Sharif gaziantep1.jpg

 

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң айали әминә әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилати олтурақ район иҗраийә мудири мәймунә муһәммәд шәриф билән биргә 6 - февралдики қаһраманмараш мәркәзлик йәр тәврәшниң тәсиригә учриған ғазиантәпниң нурдағи вә ислаһийә районлирини зийарәт қилди.

әминә әрдоған билән мәймунә муһәммәд шәриф нурдағидики контейнер шәһирини зийарәт қилип, йәр тәврәшкә учриған аилиләр билән көрүшти.

әминә әрдоған билән мәймунә муһәммәд шәриф муһит асраш, шәһәрчилик вә келимат өзгириши министирлиқиниң маслишиши астида йәр тәврәшкә учриғучилар үчүн тәсис қилинған иҗтимаий районларниму көздин кәчүрүп, иҗтимаий базар, кийим-кечәк вә йемәклик чедирлирини зийарәт қилди һәмдә паалийәтләр һәққидә мәлумат алди.

әминә әрдоған билән мәймунә муһәммәд шәриф балилар вә йәр тәврәшкә учриған айалларға йеқиндин көңүл болди шундақла  балиларниң ойунлириға иштирак қилди.

психологийилик йардәм бәргүчиләрниң хизмити тоғрисидиму мәлумат алған вә айаллар копиратипи хизмәт сехидики кәспий тәрбийиләш оқутқучилири билән көрүшкән әминә әрдоған вә мәймунә муһәммәд шәриф, ислаһийә районидики контейнер шәһириниму зийарәт қилип, йәр тәврәшкә учриғучилар билән сөһбәтләшти вә уларға йахши тиләклирини йәткүзди.

әминә әрдоған билән мәймунә муһәммәд шәриф контейнер шәһиридики аммиви тәшкилатлар вәкиллири, йәр тәврәшкә учриғучиларға сунулған мулазимәтләр вә йәр тәврәшкә учриғучиларниң еһтийаҗлириға алақидар баһалаш йиғиниғиму қатнашти.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر