чавушоғлу мустапа абдулҗәмил қиримоғлу билән көрүшти

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу мәркизи қаһраманмараш болған йәр тәврәш апәтлиридин кейин пайтәхт әнқәрәгә зийарәткә кәлгән қирим татар түрклириниң рәһбири мустапа абдулҗәмил қиримоғлу билән көрүшти.

1949449
чавушоғлу мустапа абдулҗәмил қиримоғлу билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, пайтәхт әнқәрәдә қирим татар түрклириниң рәһбири вә украина парламент әзаси мустапа абдулҗәмил қиримоғлу билән бир йәргә җәм болғанлиқини қәйт қилди.

министир чавушоғлу мундақ деди:

«йәртәврәш апитидин кейин әнқәрәгә зийарәткә кәлгән қирим татар түрклириниң рәһбири вә украина парламент әзаси мустапа абдулҗәмил қиримоғлу билән көрүштуқ. мушәққәтлик күнлиримиздә йенимизда болғанлиқи үчүн, мустапа абдулҗәмил қиримоғлуға вә барлиқ қирим татар түрклиригә миннәтдарлиқ билдүримиз.»

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түнүгүн (20-феврал) һатай вилайитиниң дәфнә наһийәсидә йүз бәргән 6.4 вә 5.8 бал йәр тәврәш апитидин кейин, әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйхун байрамов биләнму телефонда көрүшкәниди..

икки министирниң телефон сөһбитидә, түркийәдики йәр тәврәш апитидә талапәткә учриған районларни қайта қуруш вә йеңи шәһәрләрни бәрпа қилиш пиланлири һәққидә музакирә елип берилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر