истанбул айродуруми йавропа бойичә биринчи болди

истанбул айродуруми күндилик оттуричә нөвәтчи айропилан сани җәһәттә йавропа бойичә биринчи болди.

1948749
истанбул айродуруми йавропа бойичә биринчи болди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа һава йоллири бихәтәрлики тәшкилати (EUROCONTROL) ниң 13—февралддин 19 – февралғичә болған арилиқтики учуш доклатиға қариғанда, истанбул айродуруми күндилик 1280 нөвәтчи айропилан билән йавропа бойичә әң ават айродурум болған.

доклатқа қариғанда, истанбул  айродурумидин кейин, лондон хитров айродуруми күндилик 1152 нөвәтчи айропилан билән иккинчиликкә, париж чарлез дегол айродуруми 1121 нөвәтчи айропилан билән үчинчиликкә, амистердам айродуруми 1051 нөвәтчи айропилан билән төтинчиликкә, мадирид айродуруми 993 нөвәтчи айропилан билән бәшинчиликкә еришкән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر