түркийә хәвпсизлик кеңишигә йәр тәврәш тоғрисида доклат сунди

түркийә бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишигә қаһраманмарашни мәркәз қилған йәр тәврәш апити һәққидә доклат сунди.

1946171
түркийә хәвпсизлик кеңишигә йәр тәврәш тоғрисида доклат сунди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкили фәридон синирлиоғлу хәвпсизлик кеңишиниң алаһидә йепиқ йиғинида, хәвпсизлик кеңиши әзалириға, түркийәниң йәр тәврәш апитидин кейинки әһвали һәққидә мәлумат бәрди.

синирлиоғлу хәвпсизлик кеңишигә, йәр тәврәш апитиниң өлчими, җиддий еһтийаҗлар, йәр тәврәш апитидә талапәткә учриғанларға йардәм бериш паалийәтлири вә хәлқаралиқ йардәмләр һәққидә мәлумат бәрди.

баш әлчи синирлиоғлу йиғинда, һесдашлиқи вә мас қәдәмдики йардәмлири үчүн хәлқара җәмийәткә миннәтдарлиқ билдүрди.

синирлиоғлу башқа дөләтләр вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йәр тәврәш апитидә талапәткә учриған сүрийәниң ғәрбий шималиға қилидиған инсанпәрвәрлик йардәмлирини түркийәниң чегра еғизлири арқилиқ йәткүзәләйдиғанлиқини, бу һәқтә һәр җәһәттин қоллайлиқ йаритип бериливатқанлиқини қәйт қилди.

6 – феврал (2023) қаһраманмарашта йүз бәргән вә түркийәниң 10 вилайити билән сүрийәгә еғир талапәтләрни йәткүзгән шундақла миңларчә кишиниң җениға замин  болған 7.7 вә 7.6 баллиқ йәр тәврәш апити «100 йилдин буйанқи оң чоң балайиапәт» дәп аталмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر