җумһур рәис әрдоған баш министир курти билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, әнқәрәниң косово билән сербийә оттурисидики дийалогни қоллайдиғанлиқини, тәрәпләрниң буниңға тинч вә бәрпачи позитсийәдә болушини үмид қилидиғанлиқини оттуриға қойди.

1941851
җумһур рәис әрдоған баш министир курти билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини  өткүзди
kurti-erdogan.jpg
erdogan kosova.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған хизмәт зийарити мунасивити  билән түркийәгә кәлгән косово баш министири албин курти билән түнүгүн истанбулдики ваһдәттин сарийида көрүшкәндин кейин, қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

әрдоған алдинқи һәптә косовониң шималида йүз бәргән кәлкүн апити үчүн қайғурғанлиқини ипадиләп, косоволуқлардин һал сориғандин кейин, түркийә вә түрк хәлқиниң һәр даим косоволуқ қериндашлириниң йенида икәнликини, буниңдин кейинму уларниң йенида турушни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

түркийәниң америкадин кейинла косовони етирап қилған иккинчи дөләт икәнликигә шиарәт қилип өткән әрдоған, косовониң хәлқара сәһнидики тегишлик орниға еришишигә капаләтлик қилиш үчүн күч чиқиришни давамлаштуруватқанлиқлирини билдүрди.

у, түркийәниң, косовониң барлиқ қошнилири билән болған тинч мунасивәтләрни илгири сүрүшигә интайин әһмийәт беридиғанлиқини тәкитләп: «бу арқа көрүнүштә, биз косово билән сербийә оттурисидики дийалогни қоллаймиз, тәрәпләрниң тинч вә бәрпачи позитсийә намайан қилишини үмид қилимиз. сербийә билән болған сөһбәт мусаписиниң районниң узун муддәтлик тинчлиқ вә муқимлиқиға капаләтлик қилидиған шәкилдә йәкүнлинишини арзу қилимиз. түркийә районимизниң тинчлиқи вә муқимлиқи үчүн зөрүр болған һәр қандақ йардәмни қилишқа, тәрәпләр халиған тәқдирдә тегишлик төһпә қошушқа тәййар» деди.

косово баш министири курти, шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң 1999-йилидики мудахилисиниң косово хәлқигә қаритилған ирқий қирғинчилиқни тохтатқанлиқини тилға елип, түркийәниң бу мәсилидики ролиға һәр вақит миннәтдар икәнликини, буниңдин башқа түркийәниң косовониң йавропа иттипақи вә натоға әза болуш тиришчанлиқини изчил қоллап кәлгәнликини, шу вәҗидин җумһур рәис әрдоғанға рәһмәт ейтидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر