ақар: ирақта террорчиларниң һуҗумлириға тегишлик җаваб қайтуруватимиз

дөләт мудапиә министири хулуси ақар түркийә армийәсиниң ирақта террорчиларниң һәрбий базиларға қилған һуҗумлириға тегишлик җаваб қайтуруватқанлиқини ейтти.

1940646
ақар: ирақта террорчиларниң һуҗумлириға тегишлик җаваб қайтуруватимиз

 түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар түркийә армийәсиниң ирақниң шималидики һәрбий базисиниң һуҗумға учриши һәққидә бәргән байанатида, «пат - пат бундақ таҗавузчилиқ һәрикәтлири, һуҗумлар йүз берип туриду. түркийә армийәсиму бу һуҗумларни елип барған террорчиларға дәл вақтида тегишлик җаваб қайтуруватиду» деди.

министир ақар түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә,адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң гуруппа йиғини һарписида, ахбарат васитилириниң түркийә армийәсиниң ирақниң шималидики һәрбий базисиға қилинған ракетамийот һуҗумиға мунасивәтлик соаллириға җаваб бәрди.

у түркийә армийәсиниң терроризмға қарши  күришиниң кәскин давамлишиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу күрәш таки әң ахирқи террорчи йоқитилғанға қәдәр үзлүксиз давамлишиду. сүрийәниң шималида, ирақниң шималида, күнсери әвҗ еливатқан зораванлиққа қарши күрәшни кәскин давамлаштуруватимиз. дәрвәқә, терроризмни вә террорчиларни өз увисида тез сүрәттә йоқитиш үчүн паалийәтлиримизни давамлаштуруватимиз. қәһриман қисимлиримиз, қаттиқ соғуқ вә қаттиқ қарға қаримай, қәтий ирадиси вә тиришчанлиқи билән қәһриманларчә күришини изчил давамлаштурмақта. пат - пат бундақ таҗавузчилиқ һәрикәтлири, һуҗумлар йүз берип туриду. қәһриман қисимлиримизму бу һуҗумларни елип барған террорчиларға дәл вақтида тегишлик җаваб қайтуруватиду. һәммә шуни билиши керәкки, бу күрәш таки әң ахирқи террорчи йоқитилғанға қәдәр үзлүксиз давамлишиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر