«байқаш оти» намлиқ һөҗҗәтлик филим һәмминиң диққитини тартти

енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәз қара деңизда тәбиий газ байқилишини мәзмун қилған «байқаш оти» намлиқ һөҗҗәтлик филимниң истанбулдики тунҗи қойулуш мурасимиға қатнашти.

1940168
«байқаш оти» намлиқ һөҗҗәтлик филим һәмминиң диққитини тартти

түркийә авази радийоси хәвири: министир фатиһ дөнмәз түркийәниң кәлгүсини йорутуп бәргүчиләрниң вә түркийәниң гүлләнгән кәлгүси үчүн тәр төккәнләрниң һекайилириға шаһит болғанлиқини ейтти.

қара деңиздики лайиһәниң катта бир мувәппәқийәт һекайиси икәнликини тәкитлигән фатиһ дөнмәз: «бу һекайә؛ өзини дөлитигә беғишлиғанларниң һекайисидур. бу һекайә؛ әтиниң түркийәсигә, кәлгүси әвладлиримизға күчлүк мирас қалдуруш үчүн аилиси, пәрзәнтлири вә сөйгән кишилиридин ваз кәчкәнләрниң һекайисидур» деди.

дөнмәз қара деңиз газиниң арқисидики зор әмгәк күчини «байқаш оти» намлиқ һөҗҗәтлик филим арқилиқ бир саәткә сиғдурушқа тиришқанлиқлирини билдүрүп: «биз билимиз, бу кечиниң қәһриманлириниң вә баш ролдикиләрниң һекайиси бир кечигә сиғдурғили болмайдиған дәриҗидә кәң вә чуңқурдур. биз пәқәт бу һекайиләргә әйнәк туттуқ. түркийәниң енергийә тарихи қайтидин йезилди. бу һекайиләрниң булуң-пучқақларда қелишиға, унтулуп кетишигә йаки бир қанчә кишиниңла билишигә көңлимиз рази болмиди» деди.   

фатиһ дөнмәз нурғун мутәхәссисләрниң қара деңиз лайиһәсидә орун елиш үчүн түркийәгә қайтип кәлгәнликини әскәртип:« бу һекайиләрни йүрүшлүк һалға кәлтүридиған бир пиланимиз бар, бәлким кәлгүсидә уларни китабқа айландурушимизму мумкин» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر