адаләт вә тәрәққийат партийәси ғәрб медийасиға наразилиқ билдүрди

адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик, йеқинқи күнләрдин буйан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни һуҗум нишани қилған темиларға орун бәргән ғәрб таратқулириға наразилиқ билдүрди.

1938371
адаләт вә тәрәққийат партийәси ғәрб медийасиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик йеқинқи күнләрдин буйан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни һуҗум нишани қилған темиларға орун бәргән ғәрб таратқулириға наразилиқ билдүрүп: «уларниң қиливатқанлири мәтбуат – тарқитиш паалийити әмәс, иптидаий шәкилдики тәтур тәшвиқаттур» деди.

адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик өзиниң иҗтимаий алақә суписидики адресида байанат берип, бир қисим ғәрб таратқулириниң әрдоғанни системилиқ һалда һуҗум нишиға айландурғанлиқини оттуриға қойди.

«йолйоруқ қобул қилмайдиған бир түркийә, бу күчләргә нисбәтән бир қабаһәтлик чүш. улар өзлириниң рәзил вә әһмийәтсиз усуллири арқилиқ түркийәниң сийасий мусаписигә тәсир көрситәләймиз, дәп ойлайду» дегән чәлик сөзини давамлаштуруп, җумһур рәис әрдоғанниң тинчлиқни асас қилған ташқи сийасити бу күчләрни еғир дәриҗидә биарам қилишни давамлаштуридиғанлиқини тәкитлиди.

тәтүр тәшвиқатларниң җумһур рәис әрдоғанға зийан йәткүзәлмәйдиғанлиқиға ишарәт қилған чәлик: «бизниң сийасий һәрикитимизгә хәлқимиздин башқа һечким йөнилиш бәлгиләп берәлмәйду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر