ақар гирузийә  парламенти һәйитини қобул қилди

дөләт мудапиә министири хулуси ақар гирузийә парламенти дөләт мудапиә вә бихәтәрлик комитети әзалиридин тәшкил тапқан һәйәтни қобул қилди.

1935592
ақар гирузийә  парламенти һәйитини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар башчилиқидики түркийә һәйити билән гирузийә парламенти дөләт мудапиә вә бихәтәрлик комитети әзалиридин тәшкил тапқан һәйәтниң учришиши, пайтәхт әнқәрәдә ахбарат васитилириға йепиқ шәкилдә әмәлгә ашурулди.

йәнә бир тәрәптин, министир ақар тәхминән 30 дөләтниң дөләт мудапиә министирлири билән бирликтә, бүгүн германийәдә чақирилидиған «украина мәсилиси» темилиқ йиғинға иштирак қилиду.

шималий атлантик әһди тәшкилати-натониң рамстейн һава армийә базисида чақирилидиған «украина үчүн мудапиә вә бихәтәрлик мәслиһәтчиләр гурупписи йиғини» да, украинадики өзгиришләр музакирә қилиниду.

мөлчәрлинишичә, йиғинда 2022 - йили 24 – февралдин буйан давамлишиватқан русийә – украина уруши даирисидики өзгиришләр, районниң нөвәттики вәзийити вә украинаға йардәм бериш мәсилилири музакирә қилинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر