чавушоғлу шава билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу африқа зийаритиниң иккинчи бекити зимбабеведа зембабве ташқи ишлар, қошумчә сода министири фредерик шава билән көрүшти.

1931300
чавушоғлу шава билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: министир мәвлүт чавушоғлу иҗтимаий таратқудики адресида учришиш һәққидә мәлумат берип: «һарареда зимбабве ташқи ишлар, қошумчә сода ишлири министири шава билән иқтисад, селинма, сода вә мудапиә санаити қатарлиқ икки тәрәплик мунасивитимизгә мунасивәтлик мәсилиләр тоғрисида сөзләштуқ. районлуқ мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурдуқ. рәсмий һәмкарлиқ рамка келишими имзалидуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر