шәнтоп пакистанға миннәтдарлиқ билдүрди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп пакистан палатасиниң, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни «нобел тинчлиқ мукапати» ға намзат көрсәткәнлики мунасивити билән палата рәиси муһәммәд садиқ санҗраниға миннәтдарлиқ билдүрди.

1928256
шәнтоп пакистанға миннәтдарлиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: шәнтоп, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, пакистан палатасиниң рәиси муһәммәд садиқ санҗраниниң норвегийә нобел комитетиға хитабән йазған хетини нәқил кәлтүрүп, ингилиз тилида, «тәшәккүрләр һөрмәтлик палата рәиси. сизниң түркийәниң һәқиқий дости икәнликиңизни көрүватимиз вә обдан билимиз.»

у, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң «нобел тинчлиқ мукапати» ға намзатлиқи үчүн, 28 – декабир күни, илтимас сунғанлиқини әскәртип мундақ деди: «мән бу һәқтә илтимас сунған идим. охшимиған дөләтләрниң парламент башлиқлири вә парламент әзалириму илтимас суниду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر