сулайман сойлу 2022 – йилида 129 террорчиниң битәрәп қилинғанлиқини билдүрди

ички ишлар министири сулайман сойлу өткән йили 130 миң 981 қетимлиқ йеза һәрикәтлири елип берилғанлиқини вә 129 террорчиниң битәрәп қилинғанлиқини билдүрди.

1927585
сулайман сойлу 2022 – йилида 129 террорчиниң битәрәп қилинғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: министир сулайман сойлу өзиниң иҗтимаий алақә һесабида һәмбәһирлигән йазмисида: «террорлуққа қарши күришимиз қилчә аманлиқ бәрмәстин тазилашни давамлаштурмақта. аллаһниң изни билән җумһурийитимизниң 100 - йилида чегра ичи вә тағларда бирму террорчи қалмайду» деди.

министир сулайман сойлуниң йазмисидики санлиқ мәлуматларға асасланғанда, 130 миң 981  қетим йеза һәрикити елип берилған, буниң 578 и чоң вә оттура типтики һәрикәтләр болуп, 107 терорчи өлтүрүлгән, 22 террорчи терик қолға чүшүрүлгән. һәммини қошқанда җәмий 129 террорчи битәрәп битәрәп қилинған.

һәрикәт җәрйанида, 1190  панаһҗай битчит қилинип, нурғун қорал - йарағ, йемәклик  вә турмуш бойумлири қолға чүшүрүлгән.

терорлуқ җинайити билән тутуш буйруқи чиқирилған тизимликтә қизил категорийәдин 2, көк категорийәдин 4, йешил категорийәдин5, сериқ категорийәдин 19, күлрәң категорийәдин 27 вә тизимлик сиртидин 30 террорчи болуп, җәмий 87  террорчи уҗуқтурулған.

сулайман сойлуниң һәмбәһирлигән учуриға асасланғанда, дөләт ичидики террорчиларниң сани 120 дин төвәнлигән. йүз бәргән терорлуқ вәқәлири болса, алдинқи йилға селиштурғанда %21 азайған.

буниңдин башқа йәнә, 2022 - йилида бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к әзаси 125 террорчи қайил қилиш арқилиқ тәслим болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر