әрдоған: дөлитимиз вә хәлқимизгә хизмәт қилидиған йашлаш үчүн пурсәт йаритип бериватимиз

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған меһнәт қилиш, ишләпчиқириш, нишаниға йетиш, елимиз вә хәлқимизгә хизмәт қилишни халайдиған йашлар үчүн пурсәт йаритип бериватқанлиқлирини ейтти.

1925983
әрдоған: дөлитимиз вә хәлқимизгә хизмәт қилидиған йашлаш үчүн пурсәт йаритип бериватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, истанбулда өткүзүлгән илаһийәт пәнлири чолпанлирини мукапатлаш мурасимида қилған сөзидә,  һәр бир йашниң мувәппәқийитини, түркийәниң парлақ йүз йилини бәрпа қилиш сәпирини йорутуп беридиған мәшәл дәп қарайдиғанлиқлирини, бу аңни чөридигән һалда,  түркийәниң әң чоң  сәрмайиси болған йаш әвладларға қиммәт һәм төһпә қошидиған һәр хил лайиһәләрни қоллашни өзлириниң муқәддәс бурчи дәп билидиғанлиқлирини тәкитлиди.

вәтән, милләт вә үммәткә пайдилиқ шәхсләрни йетиштүрүшкә тиришиватқан һәммә адәм, барлиқ орган вә аммиви тәшкилатларниң интайин муһимлиқини әскәрткән әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «йашлиримизни өзгичә аң вә өзигә хас тәсәввурға ериштүридиған паалийәтләргә саһиб чиқиш бизниң әң муһим вәзипимиздур. һазирғичә болғинидәк, худайим буйриса, кәлгүсидиму силәр билән бирликтә дөлитимиздики барлиқ йашларни қоллашни изчил давамлаштуримиз.»

йеқинқи 20 йилда йолға қойған демократийә вә тәрәққийат ислаһатлириниң түрткисидә, түркийәдә зор бөсүш һасил қилғанлиқлирини байан қилған әрдоған, меһнәт қилиш, ишләпчиқириш, нишаниға йетиш, елимиз вә хәлқимизгә хизмәт қилишни халайдиған йашлар үчүн түрлүк пурсәтләрни йаритип бериватқанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر