бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши әрән қоршави һәрикити давамлашмақта

күз вә қишлиқ һәрбий һәрикәтләрниң 19 - қетимлиқи ширнакта башланди. һәрикәткә 470 хадим вә 39 мәшғулат әтрити қатнашти.

1923600
бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши әрән қоршави һәрикити давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: әрән қоршави һәрикити даирисидә, ширнакниң бәстләр дәрәләр районида 2 өңкүр вә 10 панаһҗай битчит қилинди.

издәш вә ахтуруш паалийитидә, 2 си йирақтин контрол қилинидиған,  җәмий 3 данә қолда йасалған партлатқуч вә турмуш буйумлири қолға чүшүрүлди.

қолға чүшүрүлгән материйаллар бир тәрәп қилинди, өңкүр вә панаһҗайлар ишләткили болмайдиған һалға кәлтүрүлди.

йәнә бир тәрәптин, сүрийәниң шималидики тинчлиқ булиқи райониға һуҗум қилишқа тәййарлиқ қиливатқан 2 нәпәр п к к/й п г террорчиси уҗуқтурулди.

дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, «террорчилар үчүн муқәррәр ақивәт ениқ. қәһриман түркийә қораллиқ қисимлиримиз сүрийәниң шималидики тинчлиқ булиқи райониға һуҗум қилишқа тәййарлиқ қиливатқан 2 нәпәр п к к/й п г террорчисини уҗуқтурди. һәрикитимиз пүтүн сүрәт билән тохтавсиз давамлашмақта» дейилди.

бу җәрйанда, п к к дин қачқан 2 террорчи бихәтәрлик қисимлириға тәслим болди.

тәслим болған террорчиларниң 1993- йили тәшкилатқа қатнашқанлиқи, ирақ вә иранда паалийәт қилғанлиқи ениқланди.

2022 - йилида қайил қилиш арқилиқ тәслим болған террорчиларниң сани 124 кә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر