шәнтоп: шималий македонийәдә түрк тилини сақлап қелиш ғәйрәтлири наһайити муһим

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп шималий македонийәдә түрк тилини сақлап қелиш ғәйрәтлири вә паалийәтлириниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини ейтти.

1922230
шәнтоп: шималий македонийәдә түрк тилини сақлап қелиш ғәйрәтлири наһайити муһим

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп 21 – декабир «түркчә маарип күни» мунасивити билән шималий македонийәниң пайтәхти сикопжеда өткүзүлгән паалийәткә қатнашти.

у бу йәрдә қилған сөзидә, «түркчә маарип күни» ниң шималий македонийәдә худдий бир байрамға охшашла тәнтәнилик тәбрикләнгәнликини, тилға игә чиқишниң, вәтәнгә, мәдәнийәткә, әхлаққа вә иманға игә чиқиш дегән мәнини билдүридиғанлиқини әскәртти.

у түрк тилиниң шималий македонийәдә маарип тили сүпитидә ишлитилишиниң наһайити муһимлиқи вә қиммәтлик хизмәт икәнликини әскәртип, шималий македонийәдики түрк тилини сақлап қелиш ғәйрәтлири вә паалийәтлирини иптихарлиқ туйғуси ичидә йеқиндин көзитиватқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «бизни әзәлдин тартип бир милләт сүпитидә әбәдий қоғдап вә бир – биримизгә чәмбәрчас бағлап келиватқан бирдинбир амил түрк тилидур.»

у охшимиған миллитләрниң өз тилида маарип хизмитини давамлаштурушиға шараит һәм имканийәт йаритип бериш арқилиқ интайин йахши вә алаһидә үлгә тиклигәнлики үчүн, шималий македонийә дөлитини тәбрикләп мундақ деди: «шималий македонийәниң мәдәнийәт байлиқини қоғдаштики кәң қорсақлиқи дөләтни сийасий җәһәттин техиму қудрәт тапқузди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر