мустафа шәнтоп фәтһуллаһчиларниң шималий македонийәдики паалийәтлири һәққидә агаһландурушта болди

түркийә бүйүк милләт  мәҗлиси (парламенти) рәиси мустафа шәнтоп шималий македонийәниң пайтәхти сикопжеда әсмий учришишларда болмақта.

1921546
мустафа шәнтоп фәтһуллаһчиларниң шималий македонийәдики паалийәтлири һәққидә агаһландурушта болди

түркийә авази радийоси хәвири: мустафа шәнтоп түнүгүн шималий македонийәлик мәнсәпдеши талат җафәри билән көрүшти. у шималий македонийәдә паалийәт қиливатқан фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң қурулмисиға диққәт тартип, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң пақәт түркийәниң дөләт бихәтәрлики үчүнла әмәс, бәлки шималий македонийәниң дөләт бихәтәрлики үчүнму еғир мәсилә икәнликини әскәртти.

мустафа шәнтоп учришишлири даирисидә шималий македонийә баш министири димитар ковачевиски биләнму көрүшти. учришишта икки дөләт оттурисидики әркин сода келишимини йеңилашниң муһимлиқини тәкитлиди.

түркийә бүйүк милләт  мәҗлиси (парламенти) рәиси мустафа шәнтоп  йәнә, хәлқара маарип мәктәплириниң сикопжедики мәктәп бинасиниң ечилишиға қатнашти. у мурасимда қилған сөзидә, түркийәниң нурғун дөләтләрдә сүпәтлик маарип пурсити сунуш арқилиқ маариптики пурсәт баравәрликигә төһпә қошуватқанлиқини ейтти.

мустапа шәнтоп сикопжеда түрк тили маарипи билән шуғуллиниватқан тәфәййуз башланғуч мәктипини һәмдә түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш агентлиқи (TİKA) тәрипидин әслигә кәлтүрүлгән султан мурат җамәсини зийарәт қилди.

мустапа шәнтоп вә униң һәмраһлиқидики һәйәт «21 - декабир түрк тили байрими» мунасивити билән сикопжеда өткүзүлидиған пирограммиға қатнишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر