әрдоған рашидовни қобул қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбулдики дөләт меһмаханисида булғарийә миллий мәҗлиси башлиқи вежди рашидов билән йепиқ учришиш өткүзди.

1921384
әрдоған рашидовни қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуму вежди рашидов билән пайтәхт әнқәрәдә көрүшкәндин кейин твиттердики адресида байанат елан қилип, рашидов билән түркийә – булғарийә мунасивәтлири вә парламентлар ара һәмкарлиқ мәсилилири тоғрисида сөзләшкәнликини билдүргәниди.

түркийә бүйүк милләт мәҗилиси (парламенти)  башлиқи мустапа шәнтопму түнүгүн пайтәхт әнқәрәдә рашидов билән көчмәнләр мәсилиси тоғрисида сөзләшкәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر