ширнақта бир террорчи тәслим болди

ширнақниң «җуди теғи» районида башланған «күз – қиш һәрбий һәрикити – 17» давамида бир террорчи тәслим болди.

1921414
ширнақта бир террорчи тәслим болди

түркийә авази радийоси хәвири: қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири вә «атақ» намлиқ тик учар айропиланларниң йардимидә башланған һәрбий һәрикәт давамида 3 террорчи бир тәрәп қилинди, бир террорчи тәслим болди.

шуниң билән, йеқинқи 3 күн ичидә бир тәрәп қилинған террорчиларниң сани 8 гә йәтти.

һәрбий һәрикәтни, ички ишлар министири сулайман сойлу билән қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштабиниң башлиқи генерал ариф чәтин йеқиндин көзәтти.

йәнә бир тәрәптин,  ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  әзаси икки террорчи бир тәрәп қилинди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «қәһриман қисимлиримизниң террорчиларға қарши күриши қәтий ирадә билән кәскин давамлашмақта. бу даиридә, ирақниң шималидики ‹пәнҗә – қулуп› һәрбий һәрикити районида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  әзаси икки террорчи бир тәрәп қилинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر