чавушоғлу булғарийә парламент башлиқи билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу булғарийә парламент башлиқи вәҗди рашидов билән пайтәхт әнқәрәдә ташқи ишлар министирлиқи бинасида бир йәргә җәм болди.

1920995
чавушоғлу булғарийә парламент башлиқи билән көрүшти
hamid karzai-cavusoglu.jpg
bulgaristan ulusal meclisi baskani rasidov-cavusoglu.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, булғарийә парламент башлиқи вәҗди рашидов билән елип барған учришишида, түркийә – булғарийә мунасивәтлири вә парламентлар ара һәмкарлиқ мәсилилири һәққидә сөһбәтләшкәнликлирини тәкитлиди.

чавушоғлу йәнә, афғанистанниң сабиқ пирезиденти һамид карзаи биләнму ташқи ишлар министирлиқи бинасида бир йәргә җәм болди.

у, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «афғанистан хәлқи билән һәмкарлиишиш вә дөләтниң муқимлиқини қоллашни давамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر