дийарбакирда аптомобил бомба партлиди

дийарбакирда қораллиқ сақчи қисим хадимлирини тошуватқан аптомобил йолдин өтүватқанда йүз бәргән партлашта, сәккиз сақчи хадими йариланди.

1919579
дийарбакирда аптомобил бомба партлиди

түркийә авази радийоси хәвири: дийарбакир мардин ташйоли йешил вадә мәһәллисидә қораллиқ сақчи қисим хадимлири олтурған аптомобил өтүватқанда партлаш йүз бәрди.

вәқә мәлум қилинғандин кейин, нәқ мәйданға нурғун сәһийә хадимлири вә сақчи хадимлири әвәтилди. партлашта йариланған сәккиз сақчи хадими йеқин әтраптики дохтурханиларға апирилди.

ички ишлар министири сүләйман сойлу вәқәгә четишлиқ икки гумандарниң тутулғанлиқини билдүрди.

йариланған сақчиларниң саламәтлик әһвалиниң йахши икәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر