собаҗи: дунйа учур-алақә системисида, тоғра билән йалған бир-биригә арилишип кәтти

т р т баш мудири мәһмәт заһид собаҗи дунйа учур-алақә системиси ичидә, тоғра билән йалған, әмәлийәт билән батилниң бир-биригә гирәлишип кәткәнликини билдүрди.

1916983
собаҗи: дунйа учур-алақә системисида, тоғра билән йалған бир-биригә арилишип кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: т р т баш мудири мәһмәт заһид собаҗи бу йилқи (2022) т р т ворлд мунбириниң ечилиши мурасимида, техиму гүзәл келәчәк үчүн һазирқи мәвҗут әһвални ениқ оттуриға қойушниң вә ениқсизлиқларни имканийәткә айландурушниң йошурун күчидин пайдилинишниң әһмийитини тәкитлиди.

у дунйадики охшимайдиған идийәләргә, көз қарашларға вә охшимиған авазларға саһибханлиқ қилидиған түркийәниң нурғун йәр шари характерлик киризисларни һәл қилишта моһим рол ойниғанлиқини, тәрәпләрни бир йәргә җәм қилип, сөһбәт үчүн «бихәтәр порт» бәрпа қилғанлиқини билдүрди.

 у ашлиқ киризисида каридор ечип, әсир алмаштурушта капаләтчи болған, вухән вируси (Kovid-19 ) мәзгилидә 150 дин артуқ дөләткә йардәм қилип, 8 милйард кишиниң һәр бири үчүн айрим күрәш қилған түркийәниң, техиму адил дунйа бәрпа қилишниң мумкин икәнликини һәрикити, сөзи  вә әмәлийити билән намайан қилғанлиқини қәйт қилди.

у дунйа характерлик мәсилиләрни һәл қилишта, ахбаратқа муһим вәзипиләрниң чүшидиғанлиқини тәкитләп, мундақ деди:

«бүгүн дунйа учур-алақә системиси ичидә тоғра билән йалғанниң, әмәлийәт билән батилниң бир-биригә гирәлишип кәткәнликини көрүватимиз. бәзидә қәстәнлик билән, бәзидә аңсиз һалда пәйда қилинған қалаймиқанчилиқларни йиңишниң йалғуз бир чарәси бар. у болсиму, сүзгүчләрдин әмәс, бәлки адиллиқ билән пүткүл дунйаға тәң қараш. йәни, бу күчлүк, бу аҗиз демәстин адаләт пиринсипини асас қилип ахбаратчилиқ қилиш.»

у техиму адил дунйа бәрпа қилиш күришидә ахбарат саһәсидә қолидин келидиған барлиқ тиришчанлиқларни көрситип, буниңға һәссә қошушқа атланғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر