әрдоған қуруқлуқ һәрикитидин бешарәт бәрди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған сүрийәдә тәлрифәт, мунбич вә әйн әләрәб районлирида қуруқлуқтин һәрбий һәрикәт башлинидиғанлиқи тоғрулуқ бешарәт бәрди.

1910045
әрдоған қуруқлуқ һәрикитидин бешарәт бәрди
erdoğan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған өзи рәһбәрлик қиливатқан адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң түркийә бүйүк милләт мәҗлисидики гуруппа йиғинида сөзлигән нутуқида, мундақ деди: «сүрийә чегра линийәлиригә қарита әһдимизгә келишим бойичә вапа қилдуқ, қарши тәрәптикиләр келишимгә риайә қилмиса, бизму өз алдимизға һәрикәткә өтүш һоқуқимизни ишқа селишниң вақти кәлди, дегәнликтур.»

әрдоған түркийә армийәсиниң сүрийә вә ирақтики террорчиларниң увилирини йәр билән йәксан қиливетиш мәқситидә башланған «пәнҗә – қилич» һәрбий һәрикити тоғрулуқ тохтилип мундақ деди: «уруш айропиланлири билән, топлар билән, қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири билән ишқа ашуруватқан һәрбий һәрикәтлиримиз пәқәт башланғучтур. сүрийәдә тәлрифәт, мунбич вә әйн әләрәб районлирини террорчилардин тазилаймиз. һава һуҗумлиримиз давамлишиватқан мәзгилдә, әң мувапиқ пәйттә қуруқлуқтинму террорчиларға еғир зәрбә беришкә башлаймиз. таш тонеллири террорчилар үчүн мазарға айлинидиған күн йеқин. ирақ вә сүрийә һөкүмәтлири түркийә һәрбий һәрикәт елип бериватқан җайларға қарита биарамлиқ һес қилмисун. чүнки, бизниң ташлаватқан қәдәмлиримиз ирақ вә сүрийәниң земин пүтүнлүкиниму капаләт астиға алиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر