түркийә қуддуста йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә исраилийәдә йүз бәргән бомбилиқ террорлуқ һуҗумини әйиблиди.

1910158
түркийә қуддуста йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «бүгүн әтигән қуддуста мәйданға кәлгән бомбилиқ террорлуқ һуҗумлирида бир кишиниң һайатидин айрилғанлиқи вә көп санда кишиниң йариланғанлиқидин толиму әпсусланған һалда хәвәр таптуқ. пуқралар нишан қилинған бу террорлуқ һуҗумини әйибләймиз, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз. йеқиндин буйан қуддус вә ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида барғансери йаманлишиватқан сүркилиш вә адәм өлүш һадисилиидин қаттиқ әндишә қиливатимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر