«пәнҗә қилич һәрикити» дә 184 террорист уҗуқтурулған

түркийә дөләт мудапиә министири хулуси ақар ирақ вә сүрийәниң шималидики террорлуқ нуқтилириға қарши башланған «пәнҗә қилич һәрикити» башланғандин тартип бүгүнгичә 184 террористниң уҗуқтурулғанлиқини билдүрди.

1909252
«пәнҗә қилич һәрикити» дә 184 террорист уҗуқтурулған

түркийә авази радийоси хәвири:   дөләт мудапиә министири хулуси ақар қуруқлуқ армийә қоманданлиқ иштабида, қомандан, офитсерлар билән һәрикәт мәркизини зийарәт қилди.

у пәнҗә қилич һәрикити билән ирақниң шималидики қандил, асос, һаркук билән сүрийәниң шималидики әрәб пинари, мүнбич, зор ғар райони, тел рифат, җизрә вә дәрик районлиридики нуқтиларниң бомбардиман қилинғанлиқини әскәртип, һәрикәтниң дәсләпки басқучида террористларниң панаһлиниш җайлири, өңкүр, тонел вә искилатларни өз ичигә алған 89 нуқтиниң битчит қилинғанлиқини қәйт қилди.

у террорлуқ тәшкилатиниң чоң вәйранчилиққа учриғанлиқини тәкитләп, мундақ деди:

«биз әмди һесаб елиш вақти дәватимиз, илгири қилған-әткәнлири билән, өткән һәптә бәйоғлуда (алтә киши җенидин айрилған), түнүгүн (21-нойабир) чегра линйәсидики өнҗүпинар вә каркамишта (икки киши җенидин айрилған, бирси кичик бала) қилған пәскәшликлириниң һәммисиниң һесабини сораймиз. буларниң һесабини бериду. шеһитлиримизниң, пуқралиримизниң қениниң һесабини сорашни давамлаштуримиз. пәнҗә қилич һәрикити башланғандин бүгүнгичә топ вә айропиланлар билән қилинған бомбардиман нәтиҗисидә, 184 террорист уҗуқтурулди. бу санни техиму ашиду дәп ойлаймиз. әң ахирқи бир террорист уҗуқтурулғичә күришимзни давамлаштуримиз. түркийә армийәси һәрбий һәрикәтни пиланлашта болсун йаки иҗра қилишта болсун пуқралар, муһит, тарихий вә мәдәний, диний йадикарлиқлар ниң зийанға учримаслиқи үчүн һечқандақ дөләтниң армийәси қилмайдиған еһтийатчанлиқни көрситиватиду. түркийә армийәси бу сәзгүрлүкләр тоғрисида қилишқа тегишлик ишни адаққичә қилиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر