мустафа шәнтоп 20 - нойабир дунйа балилар һоқуқи күни мунасивити билән учур елан қилди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп 20 - нойабир дунйа балилар һоқуқи күни мунасивити билән учур елан қилди.

1908574
мустафа шәнтоп 20 - нойабир дунйа балилар һоқуқи күни мунасивити билән учур елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп иҗтимаий алақә торида һәмбәһирлигән учурида, әң чоң арзуси вә әң зор тиришчанлиқиниң һәр бир балиниң һоқуқи, хушаллиқи, бәхт-саадити вә алий мәнпәәти һечқандақ айримчилиқ қилинмастин қоғдалған, шундақла пүткүл инсанийәтниң алдинқи қатардики ғайиси болған бир дунйа икәнликини тәкитлиди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп учурида: «қурулушини балиларға совға сүпитидә һәдийә қилған түркийә бүйүк милләт мәҗлисимиз, дөлитимиз вә улуғ түрк миллитимиз дунйадики барлиқ балиларниң тинчлиқи, сағламлиқи вә хушаллиқи үчүн һәмишә балиларни қоллап - қуввәтләйдиған күрәшлирини давамлаштуриду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر