ирақ вә сүрийәниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә бериш һәрикити башланди

ирақ вә сүрийәниң шималида терорчилар тәрипидин база сүпитидә ишлитиливатқан районларға қарита «пәнчә – қилич һава һәрикити»  елип берилди.

1908301
ирақ вә сүрийәниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә бериш һәрикити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи ирақ вә сүрийәниң шималида терорчилар тәрипидин база сүпитидә ишлитиливатқан районларға қарита «пәнчә – қилич һава һәрикити»  елип берилғанлиқини билдүрди.

министирлиқниң кечидә елип берилған һава һәрикити тоғрисида елан қилған байанатида мундақ дейилди:

«п к к/к җ к/й п г вә башқа террорлуқ унсурлирини уҗуқтуруп, ирақ вә сүрийәниң шималидин хәлқимизгә вә бихәтәрлик қисимлиримизға қаритилған терорлуқ һуҗумлирини йоқитиш шундақла чегра бихәтәрликини ишқа ашуруш, террорлуқни мәнбәсидә битәрәп қилиш мәқситидә бирләшкән дөләтләр тәшкилати әһдинамисиниң 51 – маддисидин һасил қилинған һәқлиқ мудапиә һоқуқимизға бинаән ирақ вә сүрийәниң шималида терорчилар тәрипидин дөлитимизгә һуҗум қилиш үчүн база сүпитидә ишлитиливатқан районларға <пәнчә – қилич һава һәрикити> елип берилди»

дөләт мудапиә министирлиқи сүрийә вә ирақниң шималидики терорлуқ нишанлириға қарши елип берилған һава һәрикитиниң дәсләпки көрүнүшлирини һәмбәһирлиди.

министирлиқниң тивиттер һесабида елан қилған байанатида, «террорлуқниң увулири дәл нишан билән пачақлап ташланмақта» дейилди.

байанатқа йәнә, террорлуқ нишанлириниң пачақлап ташланған пәйтлиригә мунасивәтлик  көрүнүшләр  илавә қилинди.

бу арилиқта, <пәнчә – қилич һава һәрикити>  гә мунасивәтлик қоллаш байанатлириму келишкә башлиди.

җумһур рәис байанатчиси ибраһим калин, адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик, әдлийә министири бәкир боздағ, әмгәк вә иҗтимаий мулазимәт министири вәдат билгин терорлуққа қарши һәрикәтни қоллиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر