әрдоған өзбекистанда көчәт тикиш мурасимиға қатнашти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түрк дөләтлири тәшкилати башлиқлар йиғиниға қатнашқан дөләтләрниң рәһбәрлири билән бирликтә көчәт тикиш мурасимиға қатнашти.

1905311
әрдоған өзбекистанда көчәт тикиш мурасимиға қатнашти

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзайевниң тәклипигә бинаән түрк дөләтлири тәшкилатиниң 9 – нөвәтлик башлиқлар йиғини үчүн сәмәрқәнт шәһиридә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, «рәгистан мәйдани» да көчәт тикиш мурасимиға иштирак қилди.

җумһур рәис әрдоған вә башлиқлар йиғиниға қатнашқан рәһбәрләр, көчәт тикиш мурасимидин кейин, «рәгистан мәйдани» да хатирә сүрәткә чүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر