«түркийә мәбләғ селиш фондиниң балдуррақ йолға қойулуши пайдилиқтур»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийә мәбләғ селиш фондиниң балдуррақ йолға қойулушиниң пайдилиқ болидиғанлиқини ейтти.

1904992
«түркийә мәбләғ селиш фондиниң балдуррақ йолға қойулуши пайдилиқтур»

түркийә авази радийоси хәвири:  җумһур рәис әрдоған, өзбекистанниң сәмәрқәнт шәһиридә чақирилған түрк дөләтлири тәшкилатиниң 9 – нөвәтлик  дөләт вә һөкүмәт башлиқлири йиғиниға қатнашти, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, мундақ деди: «һәққаний күришидикигә охшашла тинчлиқни ишқа ашуруш йолидики издинишлиридиму һәрдаим әзәрбәйҗанни қоллаймиз.»

«украинада уда 6 айдин  буйан русийә билән давамлишиватқан тоқунушларниң адил шәкилдики тинчлиқ арқилиқ ахирлишиши үчүн тиришчанлиқ көрситиватимиз, ашлиқ киризисиниң алдини елиш үчүн тегишлик мудахилиләрдә болуватимиз.»

«дөлитимиз 2014-йилдин буйан дунйа бойичә әң көп мусапирға саһибханилиқ қиливатиду. түркийәдә тәхминән 5 милйон зулумға учриған кишиләрни меһман қиливатимиз. тәртипсиз көчмәнликниң алдини елиш вә башқуруш мәсилисидә һәмкарлиқимизни күчәйтишимиз, бу даиридә ортақ бихәтәрлик еңини йетилдүрүшимизгә тоғра келиду.»

җумһур рәис әрдоған йәнә, түркийә мәбләғ селиш фондиниң балдуррақ йолға қойулушиниң пайдилиқ болидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر